Русийә афған урушиға ярдәм беришни рәт қилди
Мухбиримиз ирадә
2009.12.17
2009.12.17
Расмуссен әпәнди русийигә елип барған бу зияритиниң, соғуқ уруш мәзгилидин қәпқалған дүшмәнликләрни йоқитип, йеңи бир иш бирлики һасил қилишни мәқсәт қилидиғанлиқини ейтқан.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, нато баш секритари расмуссен бу қетимқи зияритидә русийидин натониң афғанистандики һәрбий сәплиригә қорал - ярақ вә башқа әшяларни тошуш үчүн һава тәвәликини ишлитишкә рухсәт беришини вә натони тик учар айропилан билән тәминлишини шундақла афған әскәрлирини тәрбийиләп беришини тәләп қилған.
Әмма, бүгүн б б с да чиққан хәвәрләрдин қариғанда, расмуссин русийә зияритини аяқлаштурғандин кейинки қилған сөзидә, русийиниң натониң тәләплиригә қошулмиғанлиқини билдүргән. У йәнә, " русийә бизниң тәләплиримизгә мақул кәлмиди, әмма афғанистанниң террористларниң җәннити болуп қелишиниң алдини елиш русийә үчүнму пайдилиқ иди," дегән.