Русийә президент сайлими болди

Йәкшәнбә күни русийәдә президент сайлими өткүзүлди. Русийиниң төт чоң районида президент сайлиминиң беләт ташлиши башланған болуп, русийиниң земини наһайити кәң болғанлиқи үчүн йирақ шәрқтә беләт ташлаш вақти билән явропа қисимидики беләт ташлашта вақит пәрқи чоң. Нәтиҗидә, пүтүн сайлам вақти үчүн 21 саәт кетидикән.
Мухбиримиз үмидвар
2012.03.04

“невсру” учур ториниң йезишичә, пүтүн русийә бойичә 90 миңдин артуқ сайлам понкити тәсис қилинған. 200 Миңдин артуқ пидаий сайламниң тәртипини сақлаш вә көзитиш хизмитигә қатнашқан. Бирақ, сайлам күнидә бәзи сайламға хилап қилмишларму көрүлгән.

Бу қетимда сайламда баш министири владимир путин, русийә компартийисиниң секритари геннадий зһуганов, тиҗарәтчи михаил прохоров, әркин демократлар партийисиниң лидери владимир зһироновский һәмдә сиясийон сергей мироноф қатарлиқлар нмазатлар сайламға чүшкән. Әмма владимир путинниң 3 - қетим сайлиниши әң муһим тема болмақта. Ройтерсниң хәвәр қилишичә, путинниң 3 - нөвәт президент болуп кремилға кириш еһтималлиқиниң юқири икәнлики пәрәз қилинмақта. Москва вақти саәт үчтин бурун 48% адәм беләт ташлап болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.