Хитайниң сахта дориси африқидики бәзгәк кесилини сақаймас һалға кәлтүргән
2012.12.24
Хитайчә б б с ниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, танзанийә вә конго қатарлиқ җайлардики бимарлар, хитайниң бәзгәк кесили дорисини истимал қилғандин кейин, кесилиниң техиму еғирлашқан вә һечқандақ дора вә чарә тәсир қилмайдиған болуп қалғанлиқини ейтқан.
Мәлум болушичә хитайниң сахта бәзгәк кесли дорисиниң көрүнүши вә қачилиниши, әслидики раст дора билән пәрқсиз һаләттә ясалған болуп, бу дорилар, африқидики алақидар қанун - тузумләрниң бошлуқидин пайилинип, африқа дөләтлиридә кәң көләмдә тарқалған. Бу нөвәт сахта дориниң зийини рошән намайән болғандин кейин, танзанийә қатарлиқ дөләтләрдики гезит - журналларда бу һәқтә мақалиләр елан қилинип, хитайдин келидиған дора - дәрмәкләрни қаттиқ тәкшүрүш һәққидә тәклип вә тәнқидләр оттуриға чүшкән һәмдә кишиләр хитайдин кәлгән дориларни ишлитиштә қаттиқ еһтиятчан болушқа агаһландурулған.