Японийә сенкакуға йеқин җайға һәрбий әслиһә орунлаштурушни ойлашмақта

Японийә ташқи ишлар баянатчиси чаршәнбә күни японийә дөләт мудапиә министирлиқиниң хитай билән талаш-тартиштики араллар гурупписи йениға һәрбий әслиһә орунлаштурушни ойлишиватқанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2013.01.16

Баянатчиниң билдүрүшичә, японийә дөләт ишлар министирлиқи сенкаку арилиға йеқин җайға һәрикәтчан радар системиси вә башқа һәрбий алақә системиси орунлаштуруш пикрини оттуриға қойған вә келәр йиллиқ һәрбий хам чоттин пул аҗритишни тәләп қилиш қарариға кәлгән.

Баянчи итсунори ондәра алдинқи күни: ғәрбий җәнубий су тәвәликимизни қоғдаш үчүн һәрхил чариләр үстидә ойлишиватимиз, дегән иди.

Сенкаку арилирини хитайлар “дявйү арили” дәп атайду.

Бу икки дөләт арисидики арал маҗираси улғайғандин буян японийә сенкакуға йеқинлашқан хитай тәкшүрүш айропиланлирини тосуш үчүн 4 қетим һәрбий айропиланларни ишқа салған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.