Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати пүтүн йәр шарида террорчилиққа қарши турушни әмәлийләштүрмәкчи
2011.06.01
Буни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш катипи иман алиюф бүгүн бейҗиңда җакарлиған.
Иман алиюф бүгүн шинхуа агентлиқиға, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати буниңдин кейин б д т билән һәмкарлишип, пүтүн йәр шари бойичә террорчилиққа қарши турушни әмәлийләштүриду, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ташкәнттә тәсис қилған террорчилиққа қарши туруш оргиниму әмди, башқа дөләтләр билән һәмкарлишип террорчи, бөлгүнчи, радикал күчләрдин ибарәт үч хил күчләргә вә чегра атлиған җинайәтләргә зәрбә беришни башлайду, дегән.
Хәвәр архиплириға қариғанда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 2001-йили 6-айда қурулған, буниң әзалири хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, өзбекистандин ибарәт алтә дөләт. Моңғулийә, һиндистан, пакистан, иран бу тәшкилатқа көзәткүчи болуп қатнашқан. Исланка билән билорусийә бу тәшкилатқа һәмсөһбәт дөләт.