Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр баш министирлири йиғини санкитпетербургда ечилди
Мухбиримиз үмидвар
2011.11.06
2011.11.06
Хитай баш министири вен җябав йиғинға қатнишиш мунасивити билән русийидә рәсмий зиярәттә болди.
Ббс ниң хәвәр қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр баш министирлириниң бу қетимлиқ йиғинида асаслиқи иқтисадий мәсилиләр муһакимә қилинған болуп, булардин сирт йәнә вен җябав билән путин иран билән пакистанни бу тәшкилатқа рәсмий әза қилиш мәсилисини муһакимә қилған.
Нөвәттә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики бир қисим көзәткүчи салаһийәттики мәмликәтләрни әзалиққа қобул қилиш, йәнә түркийә қатарлиқ бир қанчә дөләткә көзәткүчилик салаһийити бериш мәсилиси мәвҗут болуп, буниңда русийә билән хитай арисида ихтилаплар мәвҗутлуқи билдүрүлмәктә.