Үрүмчидә су амбири йерилип кетип бир адәм өлгән

Шәнбә күни үрүмчидики лйәнфең су амбири йерилип кетип, бир адәм өлгән, нәччә он адәм яриланған.
Мухбиримиз җүмә
2013.02.02


Бу су амбири үрүмчидин 25 километир йирақлиқтики казивән йезиға җайлашқан болуп, әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, су тешиш шәнбә күни әтигән саәт 6 дә башланған.

Су тешип амабар йенидики бир мәһәллигә бесип киргән, бир адәм өлгән, һава соғуқ болғачқа 10 дин артуқ адәм охшимиған дәриҗидә яриланған.

Хитай ахбаратлирида апәт әһвали толуқ берилмиди. Нөвәттә вәқәниң қандақ келип чиққанлиқи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.