Америка вә явропа әллири сүрийә һөкүмитини әйиблиди

Сүрийә һөкүмитиниң сүрийидә давамлишиватқан һөкүмәткә қарши һәрикәтләрни қанлиқ бастуруши америка вә явропа қатарлиқ ғәрб дөләтлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати һәм бир қисим хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учриди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.08.02

Америка президенти барак обама сүрийә һөкүмитиниң йәкшәнбә күнидики бастурушта, һөкүмәткә қарши намайишчилардин 130 дин артуқ кишини өлтүргәнликини әйибләп “бу өз хәлқигә қаритилған қанлиқ қирғинчилиқ” дегән.

Әнглийә ташқи ишлар министири хегил дүшәнбә күни б б с агентлиқиниң зияритини қобул қилғинида, “сүрийә һөкүмити өз хәлқини бастуруватиду” дәп әйибләш билән биллә хәлқарани сүрийә һөкүмитигә бесим ишлитишкә чақирған.

Сүрийә һөкүмитиниң өктичиләрни бастурушиға нисбәтән, бирләшкән дөләтләр тәшкилати дүшәнбә күни җиддий йиғин чақирип, сүрийә вәзийитини давамлиқ көзитидиғанлиқини, зөрүр болса сүрийә һөкүмитигә қарши тәдбир елинидиғанлиқини билдүргән.

Сүрийидә бу йил 3-айда башланған наразилиқ һәрикәтлири 4 айдин буян изчил давамлишиватқан болуп, сүрийә һөкүмити һөкүмәткә қарши өктичиләрни қорал күчи арқилиқ бастуруп келиватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.