Түркийә һәрбий қисимлири сүрийә чеграсиға топлинишқа башлиди

Сүрийә түркийиниң F-4 бәлгилик уруш айропиланини етип чүшүрүвәткән кейин түркийә инкас қайтуруп, һәрбий қисимлирини сүрийә чеграсиға топлашқа башлиған.
Мухбиримиз әркин
2012.06.29

Түркийә ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, түркийә армийисиниң башқурулидиған бомба, танка-броневик вә топчи қисимлири түркийиниң сүрийә чегра бойидики рәйһанли қатарлиқ районларға топлинишқа башлиған вә түрк һәрбий қоманданлири чигрини көздин кәчүрүшкә башлиған.

Сүрийә түрк уруш айропиланиниң сүрийә һава бошлуқиға киргәнликини илгири сүрүп, өзиниң һәрикитини қанунлуқ мудапиә, дәп ақлиған болсиму, бирақ түркийә уруш айропиланиниң хәлқара һава бошлуқида етип чүшүрүлгәнликини илгири сүрүп, өзиниң сүрийигә қаритилған һәрбий позитсийини өзгәртидиғанлиқини җакарлиған иди.

Баш министир әрдоған, буниңдин кейин сүрийиниң һәр қандақ һәрбий елементи түркийә чеграсиға йеқинлашса, һәрбий тәһдит, дәп қарилип йоқитилидиғанлиқини елан қилған. Түркийә һөкүмити һәрбий қисимларниң сүрийә чеграсиға топлиниватқанлиқини рәсмий қаналлар арқилиқ елан қилмиған болсиму, бирақ түркийә дөләт телевизийә истансиси TRT һава мудапиә әслиһәлирини өз ичигә алған түрк һәрбий аптомобиллириниң һатай вилайитидики сүрийә чеграсиға 50 километир келидиған һәрбий базидин айрилип, чеграсиға қарап кетиватқанлиқини хәвәр қилди.

Б д т әлчиси кофи аннан алдинқи күни сүрийә тоқунушидики икки тәрәп вәкиллирини өз ичигә алған бир өткүнчи һөкүмәт қуруш пиланини оттуриға қойған. Кофи аннанниң пиланида өткүнчи дәвргә бузғунчилиқ қилиду, дәп қаралған һөкүмәт тәрәптин башар әсәд қатарлиқ шәхсләр билән өктичиләр тәрәптин бәзи кишиләр сиртта қалдурулған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.