Тәклимакан қумлуқиниң барғанчә кеңийиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә
Мухбиримиз җүмә
2012.07.07
2012.07.07
Хәвәр асаслиқи шветсарийилик икки фото сүрәтчи хотәндин топлиған фото сүрәтләргә асасән йезилған. Хәвәрдә сүрәтләр һәққидә мундақ дейилгән: бу сүрәтләрдә шветсарийилик фото сүрәтчиләр пәйдин-пәй йоқиливатқан уйғур мәдәнийитини хатирлигән.
Хәвәрдә йәнә уйғурлар һәққидә қисқичә учур берилгән болуп, уйғурларниң нөвәттә хитай һөкүмитиниң еғир бесим сиясити астида яшаватқанлиқи, мәзкур районда һәдди - һесабсиз тәбиий газ вә нефитләрниң байқилишиға әгишип хитайниң уйғурларға қаратқан бесимни техиму ашурғанлиқи көрситилгән.