Тәйвән бүгүн хитайниң 'бир җуңго' дегән шәртини қобул қилмиди

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, хитай бүгүн тәйвәнгә, әгәр тәйвән 'бир җуңго' дегән шәртни қобул қилса, һәрбий ишлар буйичә диалог өткүзидиғанлиқини вә тәйвәнни қариға еливатқан башқурулидиған бомбилирини бундақ диалог арқилиқ йиғиштуруп қойидиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз вәли
2010.10.13

Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң тәйвәнни қариға еливатқан башқурулидиған бомбилириниң сани һазир 1900 гә йәткән иди.
 
Б б с ниң баян қилишичә, тәйвән һөкүмити, бейҗиңниң бүгүн оттуриға қойған 'бир җуңго' дегән шәртини қобул қилмайдиғанлиқи җакарлиди , бәлки тәйвән боғузиниң хитай билән чегрилинидиған сизиқини қәтий тәврәнмәй қоғдайдиғанлиқини ипадилиди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.