Тәйвәнниң гавшйоң шәһири рабийә ханим һәққидики филимни қоюшни қайта ойлишидиғанлиқини елан қилди

Хитайниң гавшйоң шәһиригә байқут елан қилғанлиқи һәққидики хәвәрләрдин кейин, тәйвәнниң гавшйоң шәһәрлик һөкүмәт даирилири җүмә күни келәр ай өткүзүлидиған гавшйоң хәлқара кино фестивалида рабийә қадир ханимниң филимини қоюшни қайта ойлишип көридиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз әркин
2009.09.18

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тибәт роһани даһиси далай ламаниң гавшйоңда елип барған йеқинқи зияритидин кейин, хитайниң гавшйоңға саяһәт қилишни байқут қилғанлиқиға даир хәвәрләр гавшйоңниң саяһәт вә сияси сәһнисидики затларни әндишигә салған.

Гавшйоң меһманханилар җәмийити йәрлик даириләрни рабийә қадир ханим һәққидики "муһәббәтниң 10 шәрти" дегән филимни қоюштин ваз кечишкә чақирған. Гавшйоң шәһәрлик һөкүмәтниң баянатчиси чаң җяшиң "бизниң бу филимни қоюш пиланимиз бар, лекин биз һазир қоюш ‏ - қоймаслиқни қайта көздин көчүрүватимиз," дегән.

Тәйвәндики "җуңго вақти гезити" хитай һөкүмитиниң чоң қуруқлуқтики саяһәт ширкәтлиригә йолйоруқ берип, гавшйоң шәһиригә саяһәтчи апармаслиқни агаһландурғанлиқини, гавшйоңдики меһманханиларға берилгән ятақхана закаслириниң бикар қилинғанлиқини билдүргән.

Лекин тәйвән димократийә тәрәққият партийиси хитай даирилирини тәнқид қилған болуп, мәзкур партийиниң хәлқара ишлар мәсули "бизниң халиған кинони көрүш әркинликимиз бар. Бу сөз әркинлики вә ипадә әркинликиниң бир қисими" дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.