Тәйвән парламенти дөләтни парчилашни тәшәббус қилишни җинайәт категорийисидин елип ташлиди
2011.11.11
Тәйвән ички ишлар министири җяң йихуа, бу һәқтә мухбирларға қилған сөзидә, дөләт бихәтәрлик қанунидики мәзкур маддиларниң, тәйвән асасий қанунида бәлгиләнгән пуқраларниң тәшкилатларға уюшуш вә пикир қилиш әркинликигә зит икәнликини, тәйвәндә кишилик һоқуқни техиму йүксәлдүрүш үчүн, мәзкур қанунға түзитиш киргүзкәнликини баян қилған.
Министир йәнә илгирики маддиларниң, б д т тәрипидин мақулланған хәлқара иҗтимаий вә сиясий һәқләр әһдинамисигиму хилап икәнликини әскәрткән. С н н ниң хәвәр қилишичә, тәйвән парламенти бу қетим йәнә тәйвән дөләт бихәтәрлик қанунидики“пуқралар дөләт чегрисидин чиққан вә киргәндә җамаәт хәвпсизлик тармақлиридин рухсәт елиш керәк” дегән маддиниму чиқирип ташлиған.
Тәйвән парламенти әмәлдин қалдурған юқириқи үч маддидин иккиси нөвәттә хитайда, болупму уйғур районида қаттиқ түрдә иҗра қилинмақта. Уйғурларға нисбәтән мустәқиллиқни тәшәббус қилиш әмәс, уни хиял қилишму җинайәт саналмақта.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүн радиомизға бу һәқтә баянат берип, демократик һәқ-һоқуқ җәһәттин “тәйвәнниң бүгүни, хитайниң әтиси” икәнликини, шуңа хитай қанунидики мустәмликичиликни һәққанийлаштуридиған маддиларниң әмәлдин қелиши керәкликини билдүрди.