Америка дөләт мәҗлисидә тәйвәнниң б д т ға кириш мәсилиси тоғрисида лайиһә қоюлди

Мәркизи агентлиқиниң вашингтондин баян қилишичә, бүгүн америка дөләт мәҗлисидә, авам палата әзалиридин нюҗерси шитатиниң вәкили скот гәрри, теннаси штатиниң вәкили җоһн дункан, колорадо штатиниң вәкили майк кофман, шимали каролина штатиниң вәкили валтер җоһнес қатарлиқ 4 нәпәр җумһурийәтчи HCR 316 номурлуқ қарар лайиһисини оттуриға қойди.
Мухбиримиз вәли
2010.09.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка дөләт мәҗлисиниң авам палата әзаси скот гәрри лайиһә оттуриға қойғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тәйвән хәлқи сайлиған һөкүмәтни өзиниң әзалири қатариға қоймиғанлиқи, бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң низамнамисиға хилап болупла қалмай, бу йәнә тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болалмай, бир қатар иҗтимаий тазилиқ вә сағламлиқ мәсилилиригә дуч келишигә сәвәбчи болди, дәп көрсәтти. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.