“тийәнәнмен оқуғучилар һәрикити” лидерлиридин бири ваңдән демократийә тор дәрсханиси тәсис қилди

89-Йилдики “тийәнәнмен оқуғучилар һәрикити” лидерлиридин бири ваңдән шәнбә күни тәйвәндә демократийә тор дәрсханиси тәсис қилип, хитай яшлириға демократийә чүшәнчилирини тарқитишқа башлиди. Бу хитайда дөләт байрими тәбриклиниватқан күнгә тоғра кәлди.
Мухбиримиз җүмә
2011.10.01

Әктәпниң нами “демократийиниң йеңи мәктипи” болуп, бу тор мәрктиви даңдар академикларни тәклип қилиш арқилиқ, хитайдики интернет абунилириға демократийә чүшәнчисини тарқитишни арзу қилидикән.

Мәктәп өз бекитидә: хитай коммунистлири пүтүн дөләтниң сиясий вә иқтисадий мәнбәлирини пүтүнләй контрол қилмақта, дәп баянт елан қилған.

Ваңдән тәйвәндин чиқидиған кәчлик гезитиниң зиярити қобул қилип: хитай демократийисиниң сизгә немә қилип беридиғанлиқини соримай; сизниң хитай демократийиси үчүн немә қилип берәләйдиғанлиқиңизни сораң, дәп җаваб бәргән.

Ваңдән 89-йедики оқуғучлар һәрикити бесиқтурулғандин кейин, хитайда түрмигә қамалған вә бир нәччә йил түрмидә ятқандин кейин америкиға чиқириветилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.