Непалда бир тибәт раһиби хитайға наразилиқ билдүрүп өзигә төт қойди

Непалда бир тибәт раһиби өзигә төт қоюп, хитайға қарши наразилиқ билдүрүп өзгә от қойған тибәтләрниң санини 100 гә йәткүзди.
Мухбиримиз җүмә
2013.02.13


Вәқә шаһитиниң франсийә агентлиқиға билдүрүшичә, 20 яшлар чамисидики бир тибәт раһиби ресторандики бир туң бензини өзигә чечип, талаға йүгүргән вә катмандудики әң чоң будда ибадәтханиси - “бутхана ступа” ниң алдиға келип өзригә от қойған.

Вәқә шаһити болған ресторан күткүчиси - пһурсаң тамаңниң билдүрүшичә, сақчилар келип отни өчүрүп болғучә, раһиб от шариға айлинип болған икән.

От өчүрүлүп тибәт раһиби дохтурханиға апирилған, әмма нөвәттә униң һаяти хәтәр астида икән.

2009 - Йилидин буян җәмий 100 тибәтлик раһиби өзигә от қоюп, хитайни тибәт сияситини өзгәртишкә чақирған. Әмма, хитай даирилири тибәт сияситигә қарап чиқишниң орниға, техи йеқиндила бир нәччә тибәтликни “башқиларни өзигә от қоюшқа күшкүртүш” җинайити билән җазалиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.