Сүргүндики тибәт рәһбири хитайниң бир түркүм тибәтләрни сотлиғанлиқини тәнқид қилди
2013.02.01
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити сичүән, гәнсу өлкилиридә 8 тибәтликни сотлап, “башқиларни һөкүмәткә қарши өзини көйдүрүшкә қутратқулуқ қилған” дәп әйиблигән. Сот мәһкимиси юқириқи 8 кишиниң биригә өлүм җазаси берип, икки йил кечиктүрүп иҗра қилишқа, қалғанлирини охшимиған қамақ җазалириға буйруған.
Лобсаң сангайниң илгири сүрүшичә, өзини көйдүрүш вәқәлирини хитайниң бастуруш сийсити кәлтүрүп чиқарған болуп, хитай һөкүмитиниң “һечқандақ асаси вә қануний тәртипи болмиған” сахта сот қилиш йолини тутуши бир әпсуслинарлиқ иш икән.
У, тибәтләрниң йеңи деһлидики миң кишилик диний паалийитидә қилған сөзидә: улар узун муддәтлик қамақ җазасиға җүмлидин кечиктүрүп өлүм җазалириға һөкүм қиливатиду. Бу наһайити бир әпсуслинарлиқ йүзлиниш. Чүнки өзини көйдүрүшни бастуруш сиясити кәлтүрүп чиқарған, дегән.
Һазирғичә раһиб, раһибә вә авам хәлқләрдин болуп 100 гә йеқин тибәт пуқраси өзини көйдүрүш арқилиқ хитайға наразилиқ билдүргән. Тибәт тәшкилатлириниң билдүрүшичә, өзигә көйдүргән 80 дин артуқ киши һаятидин айрилған.
Лобсаң сангай илгири тибәтләрни бу йиллиқ лосар байримини тәбриклимәсликкә чақирип, өзини көйдүрүштә һаятидин айрилғанларға дуа-тилавәт қилишни тәләп қилған.