Тордин қачқан натсист дендимҗанҗук америкида қолға елинди

Натсист германийиси полшани бесивалғанда тутқунлар лагерида 29 миң адәмни өлтүрүшкә ярдәм қилған әйни вақиттики түрмә жандармиси, 1952 ‏ - йили америкиға көчмән сүпитидә кәлгәндин буян өзини йошуруп йүргән 89 яшлиқ дендимҗанҗук йеқинда америкида қолға елинди.
Мухбиримиз вәли
2009.04.15

Б б с ниң баян қилишичә, у, өз юрти украинийидин натсист германийиси тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин әсир қатарида муамилә қилинған дәп тарих тоқиған икән.
 
А б с ниң баян қилинишичә, америкида паш қилинған натсист дендимҗанҗук делоси ялғуз дело әмәс, натсист германийиси 1941 ‏ - йили латвийини бесивалғанда 47 миң 326 әр, 55 миң 556 аял вә 34миң 464 өсмүр қирғинчилиққа учриған болуп, германийиниң тәкшүргүчи хадими колонел карл җәгерму йеқинда шу қирғинчилиқта натсистларға ярдәмләшкән бир нәччә җинайәтчиниң үстидә сотқа шикайәт сунди.

Дуняда хәлқни қирған яки қирғинчилиққа ярдәмләшкән җинайәтчиләрниң һечқайси җазадин қутулуп кетәлмәйду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.