Бу йил қурбан һейтта туңганлар 4 күн, уйғурлар 3 күн дәм алиду
2012.08.27
Уйғурбиз ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, уйғур районлуқ һөкүмәт бултур аз санлиқ милләтләрниң һейт-байрамлиқ дәм елиш түзүмигә өзгәртиш киргүзүп, уйғур районида ишчи-хизмәтчиләрниң роза һейтта бир күн, қурбан һейтта болса 3 күн дәм алидиғанлиқи бекиткән бу түзүм бу йил биринчи айдин башлап йолға қоюлған; ниңша хуйзу аптоном райони болса, бу йил қурбан һейтлиқ дәм елишни 4 күн дәп уқтурған.
Хитайда территорийилик аптономийә һоқуқиға игә болған охшаш диндики икки милләтниң байрамлиқ дәм елишидики бу пәрқ, хитайдики туңганлар билән уйғурларниң диний һоқуқлиридики пәрқни көзәткүчиләрниң йәнә бир рәт есиға салди. Көзәткүчиләрниң баян қилишичә, туңганлар үчүн бәштә яхши имам яки вәтәнпәрвәр диний зат дегәндәк һөкүмәткә беқиндилиқ тәләп қилинмайду.
Ниңшада йәнә мәсчиттә байрақ чиқириш, сақал-бурут чәкләш, аяллар йүзини ечиветиш дегәндәк түзүмләр иҗра қилинмайду. Көзәткүчиләр, “уйғур райониниң бесивелинған земин болушидәк бир реаллиқ уйғурларниң техиму қаттиқ һәқ-һоқуқ чәклимисигә учришишиға сәвәб болмақта” дәп қарашмақта.