Түркмәнистан - хитай нефит туруба йоли декабирда ечилмақчи

Түркмәнистан президенти қурбангул бәрдимуһәммедоф дөләт теливизийсидә қилған сөзидә түркмәнистан - хитай тәбиий газ турубисиниң 15 - декабирда иш башлайдиғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз ирадә
2009.09.17

7000 Километирлиқ мусапигә игә болған бу тәбиий газ турубисиниң қурулуши 2007 - йили башланған болуп, түркмәнистан - хитай икки дөләт келишим һасил қилип, түркмәнистанниң тәбиий газини хитайға тошуйдиған 30 йиллиқ тәбиий газ тиҗаритигә имза қойған иди. Бу тәбиий газ турубиси арқилиқ түркмәнистан хитайға һәр йили 30 милярд куб метир тәбиий газ йәткүзидикән.

Хитай билән түркмәнистан бу келишимгә 6 - айда қол қойған. Әмма хитай тәрәпниң түркмәнистанға бу газни сетивелиш үчүн қанчилик пул төлигәнлики ашкариланмиған. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай йәнә түркмәнистанниң дөләтлик тәбиий газ ширкитигә 4 милярд доллар қәрз беришкиму вәдә қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.