Уйғур елидә, ' үч хил күчләрниң җинайи қилмишлирини паш қилиш' паалийәтлири күчәйтилмәктә
Мухбиримиз җүмә
2008.12.22
2008.12.22
Радиомиз игилигән мәлуматларға қариғанда, бу җәрянда ақсу вилайити шаяр наһийилик хитай һөкүмити сәмәт давут, ясин қурбан қатарлиқ яшларға мәхпий сот ечип түрмигә ташлиған болса,. Мамут әһмәт сәмәт тохти қатарлиқ яшларни гуманлиқ унсур дегән намлар билән тутуп турмақта икән.
"Шинҗаң аманлиқ тори" да көрситилишичә, бу нөвәт шаяр наһийисидә елип бериливатқан "бөлгүнчиликкә қарши күрәшни қайта тәшвиқ қилиш вә зораван террорчилиқ қилмишлирини паш қилиш" тәрбийисини йеңи мәһәллә йезисида техиму кәң қанат яйдурған болуп, мәлум болушичә, юқирида тилға елинған яшларниң һәммиси дегидәк шаяр наһийиси йеңи мәһәллә йезисидин икән.
Хәвәрләрдин ашкарилинишичә, бу хилдики тәшвиқат паалийити ақто наһийисидиму кәң қанат яйдурулған.
Уйғур елиниң башқа җайлирида охшаш шәкилдә елип бериливатқан "үч хил күчләр вә бөлгүнчилик " кә қарши туруш һәрикәтлиридә йәнә қанчилик уйғур яшлириниң тутқун қилинғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.









