Үчтурпан наһийисидә 'бөлгүнчиликкә қарши турушқа алақидар қайта тәрбийиләш паалийити' күчәйтилмәктә

Нөвәттә хитай һөкүмити, уйғур елиниң үчтурпан наһийисидә "бөлгүнчиликкә қарши турушқа алақидар қайта тәрбийиләш паалийити" ни күчәйтип елип бериватқан болуп, шинҗаң аманлиқ торида көрситилишичә, үчтурпан наһийисидә бу хил паалийәт "рәтләш, аңлаш, қуруш вә өзгәртиш" қатарлиқ төт түр бойичә қанат яйдурулған.
Мухбиримиз җүмә
2008.12.29

Хәвәрдә оттуриға қоюлушичә, мәзкур наһийә тәвәсидики барлиқ асаси қатламлардики партком вә ячейкилиридин өз тәвәликидики йеза - базар, кәнт вә органлардики муқимлиққа йошурун тәһдит көрситидиған амиллар вә башқурушқа алақидар аҗиз нуқтиларни тепип чиқип, шуниңға қарита мунасип тәдбир бәлгиләш тәләп қилинған.

Мәлум болушичә, мәзкур наһийә тәвәсидики һәр дәриҗилик партком вә партийә ячейкилири, аммидин пикир елип, игилигән әһвалларни бирликтә тәһлил қилғандин кийин, наһийилик "бөлгүнчиликкә қарши туруш бойичә қайта тәрбийиләш ишханиси "ға әһвал мәлум қилидикән.

Хитай һөкүмити 2008 - йили киргәндин буян, олимпик бихәтәрлики вә башқа сәвәбләрни баһанә қилип уйғур елидә бастуруш вә чәкләш характеридики һәр хил бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән болуп, бу хил чәкләш тәдбирлири уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири шундақла америка дөләт мәҗлиси хитай ишлар комитетиниң йиллиқ доклатлирида тәпсилий оттуриға қоюлған һәмдә хәлқара җәмийәтниң диққитини тартқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.