Хитай даирилири үрүмчидики бир қисим мәһәллиләрдә аманлиқни күчәйтишкә пул аҗратқан

Үрүмчи шәһири даирилири йеқинда мәзкур шәһәрниң мәркизи районлиридики бир қисим мәһәллиләргә пул аҗритип, аманлиқни күчәйтидиғанлиқини елан қилған.
Мухбиримиз әркин
2012.06.29

“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, үрүмчи шәһәрлик партком йеқинда муқимлиқ хизмәт йиғини чақирип, үрүмчиниң мәркизи районлиридики аманлиқи начар җайларни йеңи мәһәллигә айландурушни, һәр бир йеңи мәһәллигә бир милйон йүәндин пул аҗритишни қарар қилған. Бирақ бу һәқтики хәвәрләрдә йеңи мәһәллигә айландурулидиған аманлиқи начар бу җайларниң қайси районларни көрситидиғанлиқи тилға елинмиған.

21-Июн ечилған мәзкур йиғинда үрүмчи шәһәрлик партком секретари җу хәйлун тәкитләп: бир мәһәллигә бир сақчи мәсул болуш, бир мәһәллигә көп сақчи мәсул болуш, әндизисини әмәлийләштүрүшни тәләп қилған. Хитай даирилири бу айниң башлири хотәндә бир йәр асти диний мәктәпкә һуҗум қилип, 12 оқуғучи яриланғандин кейин, аманлиқ тәдбирлирини күчәйтип аталмиш“қанунсиз диний мәктәпләргә зәрбә бериш” һәрикити башлиған. Бирақ көзәткүчиләр, хитай даирилириниң аманлиқ тәдбири “5-июл вәқәси” ниң 3 йиллиқ хатирә күнидә вәқә йүз бериштин сақлинишқа қаритилғанлиқи, үрүмчи шәһәрлик парткомниң “аманлиқи начар мәһәллиләр” ни түзәшкә пул аҗритиши, омуми аманлиқ тәдбирлириниң бир қисми икәнликини илгири сүрмәктә.

Дуня уйғур қурултийи дилшат ришит, шәһәрлик парткомниң қарариға инкас қайтуруп, буниң үрүмчидики уйғурларни илгириләп контрол қилиш вә назарәт қилишқа қаритилғанлиқини билдүрди. Шәһәрлик парткомниң 21-июндики йиғинида, мәвқәни нөвәттики мәсилиләрни һәл қилишқа қаритип, 25‏ мәһәллидә иш бастуруш орни қуруш тәләп қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.