Үрүмчидә оқуғучилирини намайишқа чақирғанлардин аз дегәндә 2 киши қолға елинди

Уйғур тор бәтлириниң хәвәр қилишичә, шинҗаң университетида тәшвиқат вәрәқиси тарқитип, али мәктәп оқуғучилирини намайишқа чақирған 4 нәпәр уйғур яштин аз дегәндә 2 киши қолға елинған. Қалған 2 яшниң ақивити мәлум әмәс.
Мухбиримиз әркин
2008.12.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хәвәрләргә қариғанда, тәшвиқат вәрәқиси тарқитип, оқуғучиларни намайишқа чақирған юқириқи 4 яшниң  2 нәпири, 20 ‏- декабир күни  шинҗаң университетиниң мәктәп қорусида тәшвиқат вәрәқиси тарқитиватқанда мәктәп аманлиқни сақлаш даирилири тәрипидин байқилип қалған.

Хәвәрләрдә бу икки яшниң дәсләп мәктәп аманлиқ даирилири тәрипидин сорақ қилинғанлиқи, лекин қоюп берилип бир мәзгилдин кейин қайта қолға елинғанлиқини илгири сүрмәктә. Шинҗаң университети даирилири җүмә күни икки уйғур яшниң қолға елинғанлиқини етирап қилди.

Қолға елинғанларниң бириниң исми мирадил ясин, йәнә бириниң исми мутәллип қеюм икән. Лекин мәктәп даирилири тәшвиқат вәрәқисиниң мәзмуни вә яшларниң немә сәвәбтин оқуғучиларни намайишқа чақирғанлиқиға чүшәнчә беришни рәт қилди. Қолға елинғанларниң оқуғучи яки җәмийәттики яшлар икәнлики мәлум әмәс.

Хәвәрләргә қариғанда мәктәп даирилири 24 ‏- декабир күни тәқдирләш йиғини чақирип, тәшвиқат вәрәқиси тарқатқучиларни байқивалған мәктәп аманлиқни сақлаш хадимлиридин нияз муһәммәт имам, иляр аблимит вә ваң биңни мукапатлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.