Үрүмчидики бир завутта партлаш йүз бәрди

Шинху агентлиқиниң инглизчә тарқатқан бир хәвиригә қариғанда, бүгүн үрүмчиниң йеңи шәһәр районидики алий техника қоллинидиған юәншең завутида, кәч саәт 7 йеримда партлаш йүз бәргән.
Мухбиримиз вәли
2011.06.01

Икки адәм өлгән, 14 адәм яриланған. Булар дәрһал дохтурханиға елип берилған. Бу партлашниң сәвәби техичә намәлум.

Үрүмчи хәвәр торида бу һәқтә техиму тәпсилий учурлар бар, униңда ейтилишичә, бу бир алюмин завути болуп, бу қетими дәһшәтлик партлаш униң пар қазан сехида йүз бәргән. Сехниң өгзиси бузулған, деризилири чеқилған. От өчүргүчиләрниң қаришичә, тәбиий газ турубиси партлиған болуши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.