Үрүмчидә ақма нопусқа берилидиған “вақитлиқ туруш кинишка түзүми” гә өзгәртиш киргүзлгән
Мухбиримиз җүмә
2012.06.09
2012.06.09
Хитай “хәлқ” торида хәвәр қилишичә, үрүмчиниң 2010 - йилдики нопуси 3 милйон 100миң болуп, буларниң 850 миңини ақма нопус тәшкил қилидикән.
Хитай даирилири 2009 - йилдики “үрүмчи вәқәси” дин кейин, үрүмчидики яқа юртлуқ уйғурларға қаритип икки қетим “көчмә нопусни башқуруш” қа алақидар қанун лайиһиси түзүп чиққан вә уйғурларниң үрүмчигә келип турмуш кәчүрүш ишлирини интайин қийинлаштурған иди.
Һалбуки, хәвәрдә қандақ адәмләрниң “ақма нопус” дәп атилидиғанлиқи үрүмчигә башқа шәһәрләрдин кәлгән уйғурларниңму “ақма нопус” дәп қарилидиған яки қаралмайдиғанлиқи көрситилмигән.
Бу қетимлиқ түзүм өзгәртишниң башқа шәһәрләрдин кәлгән уйғурларниң үрүмчидә туруш ишлириға қандақ өзгириш елип келидиғанлиқи һазирчә намәлум.