Җәймис мкговәрн мақалә елан қилип, үрүмчи намайишиға уйғурлар сәвәбчи дәп әйибләшкә болмайдиғанлиқини билдүрди

Америка авам палатаси "том ләнтос кишилик һоқуқ комитети" рәиси җәймис мкговәрн вашингтон почтиси гезитидә баш мақалә елан қилип, үрүмчи намайишиға уйғурларни сәвәбчи дәп әйибләшкә болмайдиғанлиқини билдүрүп мәзкур гезиттә йеқинда елан қилинған бу һәқтики мақалигә рәддийә бәргән.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.03

У мақалисидә 25 - июл вашингтон почтиси гезитидә елан қилинған, "хитай һөкүмити вә уйғур тәшкилатлири топилаң һәққидә бәргән мәлуматлар зиддийәтлик" намлиқ мақалидә, үрүмчи намайишида рабийә қадир ханимниң хитай тәрәп билән охшаш салмақта әйибләнгәнликидин қаттиқ биарам болғанлиқини билдүргән.

У мақалисидә мундақ дегән: "бундақ селиштурма қилишниң, кишилик һоқуқ учурлирини америка дөләт мәҗлиси әзалири билән ортақлишиш тиришчанлиқи үчүн хитай түрмисидә 6 йил ятқан рабийә қадир ханимға қанчилик еғир келидиғанлиқини пәрәз қилалаймән."
 
Мкговәрн әпәнди мақалисидә, авам палатаси ташқи ишлар комитети әзалири дәлил - испат топлаш үчүн 2006 - йили уйғур елигә барғанда, хитай даирилириниң рабийә ханимниң балилирини қолға алғанлиқини, мана буниң кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитайда йолуқидиған қисмәтниң дәлили икәнликини көрсәткән.

25 - Июл елан қилинған юқириқи мақалидә, хитай даирилириниң чәтәл мухбирлириға үрүмчидә әркин зиярәт қилиш пурсити бәргәнликини баян қилғанлиқини оттуриға қойған мкговәрн әпәнди:" әгәр хитай шундақ мәрд болса, немишқа бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мунасивәтлик кишилик һоқуқ органлириниң үрүмчидә мустәқил тәкшүрүш елип беришиға йол қоймайду" дәп соал қойған.

Мкговәрн әпәнди мақалиниң ахирида " әгәр баянларда охшимаслиқ бар дейилсә сизниң ахбаратиңизда бар" дегән һәмдә 25 - июл елан қилинған "хитай һөкүмити вә уйғур тәшкилатлири топилаң һәққидә бәргән мәлуматлар зиддийәтлик" намлиқ мақалидә илгири сүрүлгән пикирләрни рәт қилған.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.