Үрүмчидә сақчилар вә қораллиқ 'хәлқ әскәрлири' хәлққә һәйвә қилмақта

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 29 - июл күни хитай даирилири үрүмчидики уйғурлар зич олтурақлашқан тәңритағ вә сайбағ районлирида йеңидин 4 сақчихана қурғанлиқини җакарлап, бу сақчиханиларға үрүмчи вәқәсидин кейин үрүмчи шәһириниң аманлиқини қоғдаш нами астида 500 нәпәр сақчини толуқлап қобул қилған.
Мухбиримиз ирадә
2009.07.30

Бу сақчилар 3 күнлүк тәрбийиләш курсиға қатнашқандин кейин һәр қайси сақчиханиларда вәзипә өтәшкә башлиған .

Шинхуа хәвәр торидин мәлум болушичә, 28 - июл күни үрүмчи шәһәрлик һәрбий райони җәнубий көл хәлқ мәйданида миңдин артуқ хәлқ әскири қатнашқан чоң көләмлик қәсәмяд йиғини өткүзгән болуп, йиғинниң ечилишида үрүмчи шәһириниң башлиқи җарулла һесамидин сөз қилип 5 - июл вәқәси йүз бәргәндин кейин " үрүмчи шәһиридики әскәрләр кечә - күндүз биринчи сәптә җәң қилип, үрүмчи шәһириниң муқимлиқини қоғдашқа зор төһпә қошти" дегән.

Вәқә йүз бәргәндин кейин хитай даирилири гәрчә бу қетимлиқ вәқәни чәтәлләрдики үч хил күчләрниң пәйда қилғанлиқини, үрүмчи хәлқиниң инақ-иттипақ яшаватқанлиқини илгири сүрүп, җәмийәт аманлиқиниң тезла әслигә кәлгәнликини күчәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма бир яндин һәдәп әскири күчләрни күчләндүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.