Уйғур боксчилиқиниң бәрпачиси абликим абдурешит туюқсиз вапат болди
2012.10.23
У абдушүкүр миҗит, абдурахман абдурешит, ниҗат һүсән, әкрәм исһақ, әкрәм барат, әкбәр йүсүп, мәмәт турсун чоң, нәби сәйдулла, зебибулла мәмәт, пәрһат абдукерим қатарлиқ бокс саһәсидә зор утуқ қазанған яшларниң йетишип чиқип, уйғур боксчилиқиниң хитай вә әтраптики дөләтләргә тонулушида зор рол ойниған. Ашқазан асти бези раки сәвәблик вапат болғанлиқи елан қилинған абликим абдурешитниң вапати, пүткүл уйғур хәлқини қайғуға салидиған, уйғур бокс тәнтәрбийисидики зор йоқитиш характерлик миллий мусибәт, дәп қаралмақта.
1958-Йили туғулған абликим абдурешит, 1983-йили шиән тәнтәрбийә институтини пүттүрүп, уйғур аптоном районлуқ тәнтәрбийә идарисидә хизмәт қилған. У 1994-йилдин башлап “шинҗаң бокс һәрикитини башқуруш мәркизи” ниң мәсуллуқини атқуруп келиватқан иди.
Униң вапати уйғур елидики тор бекәтлиридә зор инкас қозғиған болуп, бир инкасчи униң вапати һәққидә “уйғурлар миллий роһийитини тирәп туруватқан бир түврүктин айрилди” дәп язған. Йәнә бир инкасчи “башқа саһәләрдә бири кәтсә, йәнә бириниң орнини бесип маңидиғанлар бар. Бирақ абликим акиниң изини бесип маңалайдиғанлар йоқ дейәрлик” дәп көрсәткән.