Уйғур боксчи муһәммәттурсун лондон олимпик мусабиқисигә қарап йол алди
Бүгүн лондонға қарап йолға чиққан хитайниң олимпик өмики ичидә уйғур боксчи муһәммәттурсун чоңму бар болуп, у 2000-йилидин буян олимпиктә қайта киришкә башлиған уйғур боксчиларниң бири.
-
Мухбиримиз җүмә
2012-07-11 -
-
-
Бу йиллиқ олимпиккә 69 килограмлиқлар бойичә боксчи таллаш мусабиқиси 5-апрелдин 12-апрелғичә қазақистанда өткүзүлгән.
Муһәммәттурсун чоң өз гурупписи бойичә асия чемпийони болуп, бу йиллиқ лондон олимпик мусабиқисигә талланған иди.
2000-Йили сиднейда өткүзүлгән хәлқара олимпик мусабиқисигә уйғур боксчи абдурахман қатнашқан. Гәрчә у мусабиқидә чоң нәтиҗә қазиналмиған болмисиму, әйни вақитта пүткүл уйғурларға ғайәт зор миллий иптихарлиқ туйғуси беғишлиған иди.
Биз муһәммәттурсун чоңға нәтиҗә вә саламәтлик тиләймиз.