Хитай уйғур райониниң чегра муқимлиқиниң нөвәттики әң муһим мәсилә икәнликини әскәртти
2011.02.24
Тәңритағ хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур районлуқ сиясий қанун комитетиниң секретари фучяң 21-феврал күнидики чегра мудапиә баш әтритиниң 11-омумий йиғинида қилған сөзидә, уйғур райониниң муқимлиқиниң нөвәттики әң муһим мәсилә икәнликини алаһидә әскәртип, чегра қисимлирини муқимлиқни ишқа ашуруш үчүн әҗәллик зәрбә бериш вә түзәш күришини қанат яйдурушқа, террор паалийәтлиригә қаттиқ зәрбә беришкә чақирған.
Хитай һөкүмити шинҗаң хизмити йиғинидин кейин, уйғур райониниң муқимлиқини ишқа ашурушниң бир тәдбири сүпитидә хитай көчмәнлирини уйғур райониға йөткәш сүритини техиму тезләткән иди.
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири болса хитай көчмәнлириниң уйғур райониға көпләп келип, уйғурларниң яшаш шараитлирини тарлаштуруватқанлиқини вә уларниң алаһидә имтиязларға игә болуп, йәрлик уйғурларни чәткә қеқиватқанлиқини вә буниң райондики миллий зиддийәтниң түп йилтизи икәнликини илгири сүрүп кәлмәктә.
Дәрвәқә, сиясий қанун комитетиниң секретари фучяң йиғинида қилған сөзидә чегра қисимлиридин, чегра райондики көчмә нопусни техиму яхши иҗтимаий мулазимәт билән тәминләшни, уларниң аманлиқиға капаләтлик қилишни алаһидә тәләп қилған.









