Хитай, ғәрбниң газини шәриққә йөткәш 3 - туруба линийиси қурулушини бу йил башлайдикән

Хитай мунасивәтлик даирилири ғәрбниң газини шәриққә йөткәш 3 - туруба линийиси қурулушини бу йил башлайдикән. Шинхуа агентлиқида көрситишичә, бу һәқтики хәвәрләр 1 - апрел уйғур елидә чақирилған нефит -химийә санаити йиғинида ашкариланған. Мәлум болушичә, мәзкур туруба линийисиниң ғәрбий бөлики 2014 - йили пүтүп ишқа кириштүрүлидикән.
Мухбиримиз җумә
2010.04.03

Хәвәрдә мәзкур туруба линийисиниң" шинҗаң енергийә чоң тонили ичидики әң муһим туруба линийисигә" айлинидиғанлиқи көрситилгән. Ғәрбниң газини шәриққә йөткәш 3 - туруба линийиси уйғур елиниң қорғас наһийисидин башлинип, шәрқтә хитайниң гуаңдуң өлкиси шявгуән шәһиригә туташтурилидикән.

Ашкарилинишичә, ғәрбниң газини шәрққә йөткәш 3 - линийиси асаслиқи оттура асия газлирини хитайға йөткәш үчүн ишлитилидикән. Игилинишичә, мәзкур туруба линийисиниң қорғас - ниңшя бөликидә қурулуш башланған болуп, бу бөләк 2012 - йили ишқа кириштүрүлидикән. Қалған қисми 2014 - йилиғичә ишқа кириштүрүлүп болидикән.

Хитай күнсайин ешип бериватқан енергийә еһтияҗини қандуруш үчүн һәр тәрәплимә тәдбирләрни алмақта. Хитай 2004 - йили ғәрбниң газни шәрққә йөткәш туруба биринчи линийисини тамамлап тарим нефитлики тәбиий газлирини хатайиң шаңхәй өлкисигә тошушни башлиған. Җуңғар ойманлиқи нефитликидин башлинидиған ғәрбниң газини шәрққә йөткәш 2 - линийиси өткән йили йил ахирида ишқа кириштүрүлгән иди.

Мәлум болушичә, хитай йәнә ғәрбниң газини шәрққә йөткәш 4 - линийисини қурулуш пиланиға киргүзгән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.