Бәзи наһийиләрдә уйғурларға чәтәл мухбирлирини қобул қилмаслиқ бәлгилимиси чиқарди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.15
2010.06.15
Уқтурушта йәнә, аһалиләр өз бешимчилиқ билән чәтәл мухбириниң зияритини қобул қилса җавабкарлиқи сүрүштә қилинидиғанлиқи билдүрүлгән. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр көп һалларда хәлқара җамаәт пикригә пәрва қилмай кәлгән; юқириқи уқтуруштин қариғанда, хитайниң хәлқарадики тәнқидий пикирләрдин биарам болуватқанлиқи мәлум болмақта.
Дилшат ришит бу вәқәгә алақидар баянатида йәнә, уйғур елидики бәзи вилайәт вә идарә, җәмийәтләрдә чәтәл мухбирлириниң соаллириға җаваб беридиған мәхсус баянатчи бекиткәнлики билдүрүлгән.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай бәлгилигән баянатчиниң һәқиқий әһвални баян қилмаслиқи вә һәтта һөкүмәтниң мәнпәәтигә уйғун шәкилдә мәлуматлар бериши еһтималға көп йеқин; әмма у йәнә, һечқандақ җаваб қайтурмаслиққа нисбәтән ейтқанда район вәзийитиниң ашкарилиниши үчүн пайдилиқтур.
Хитайниң мухбир қобул қилмаслиқ һәққидики бу бәлгилимиси, шавгүән вәқәсиниң бир йиллиқиға бирқанчә күн, 5 - июл вәқәсиниң бир йиллиқиға 10 нәччә күн қалған вақитқа тоғра кәлмәктә.









