Уйғур районида 5000 дин артуқ қош тиллиқ оқутқучи қобул қилинмақчи
Мухбиримиз ирадә
2010.11.01
2010.11.01
Игилинишичә, имтиһанға җәмий 29 миң 356 адәм қатнашқан. Әмма, хәвәрдә бу оқутқучиларниң уйғур яки хитайларни асас қилип қобул қилинидиғанлиқи һәққидә мәлумат берилмигән.
Хәвәрдин мәлум болушичә йәнә, имтиһанға қатнашқанлар қош тил сәвийиси бойичә имтиһан бәргәнниң сиртида, уларниң милләтләр иттипақлиқи тәрбийисигә болған көз қаришиму синалған. Сиясий еқим мәсилилири, сиясий қанунға даир темиларму имтиһан соалиға киргүзүлгән.