Уйғур елидә ' ақма нопусни башқурушни күчәйтиш' қатарлиқ чәкләш тәдбирлири күчәйтилмәктә
Мухбиримиз җүмә
2008.12.22
2008.12.22
"Шинҗаң аманлиқ тори" да берилгән хәвәрләрдин ашкарилинишичә, нөвәттә уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики һәр дәриҗилик һөкүмәт тармақлири "ақма нопусни тизимлаш вә башқуруш иқтидарини өстүрүш" бәлгилимилирини йолға қоюшқа башлиған .
Мәзкур торда 19 - декабир берилгән хәвәрдә нәқил қилинишичә, хотән наһийисидә йолға қоюлған бу хилидики бәлгилимиләрдә: " хотән наһийисиниң җәмийәт аманлиқини контрол қилиш иқтидарини юқири көтүрүшкә маслишиш үчүн, ақма нопусниң идийиви майиллиқини игиләп туруш, өй иҗаригә бериш ишлири вә ақма нопус ишлири хизмитини қелиплаштуруш" қатарлиқлар көрситилгән.
Бу хилидики бәлгилимиләр ақсу вилайити бай наһийиси аманлиқ торидиму елан қилинған болуп, конкретни бәлгилимиләр юқириқилар билән асасән охшаш.
Бу һәқтә тохталған дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитай даирилириниң бу хилдики чәкләш бәлгилимилирини пәқәт йәрлик уйғур хәлқиғила қаратмилиқ йүргүзидиғанлиқини, әмма уйғур елидики аққун хитайларға иҗра қилинмайдиғанлиқини көрсәтти.
Дилшат ришит хитай һөкүмитиниң бу хил сиясәтлириниң кишилик һоқуқ низамнамилиридики "пуқраларда әркин көчүш вә әркин олтурақлишиш һоқуқи болуш" маддилириға хилап икәнликини оттуриға қойди вә хитай һөкүмитини бастуруш түсини алған мәзкур сиясәтни дәрһал тохтитишқа чақирди.









