Хитай уйғур ели маарип саһәсидә 'төттә ойлап иккидә тәкшүрүш' долқуни көтүрди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.12.30
2008.12.30
Йәни уйғур елидики һәр саһә аммиси, миллий бөлгүнчиликкә қарши идийә шәкилләндүрдүмму - йоқ, үч хил күчләрниң бөлгүнчилик, бузғунчилиқ, террорлуқ һәрикәтлирини тонуп йәттимму - йоқ, үч хил күчләрниң сиңип киришиниң алдини елиш сәзгүрлүкүм күчлүкму - әмәсму, миллий бөлгүнчиләргә, қанунсиз диний паалийәтчиләргә ян бесиш хаһишим барму - йоқ дегән тәрәпләрдә ойлишип ипадә билдүргәндин башқа, өзиниң миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш җәһәттә аҗиз тәрәплирини тәкшүрүп ашкарилаш, сиясий идийә җәһәттә йетәрсиз тәрәпләрни етирап қилип, қаттиқ тәкшүрүп җиддий түзитишкә мәҗбурланмақта икән.
Хитай даирилири оқутқучи, оқуғучи, ишчи, хизмәтчиләрниң миллий бөлгүнчиликкә қарши үгиништин қанчилик тәрбийә алғанлиқини, уларниң мушу хил "төттә ойлишип, иккидә тәкшүрүш" позитсийиси арқилиқ баһалайдикән.









