Уйғур тәшкилатлири яврупаниң гуантанамо тутқунлири һәққидики мәйданини алқишлиди

Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси қатарлиқ уйғур тәшкилатлири яврупа дөләтлириниң гуантанамода тутуп турулуватқан вә өз юртлириға қайтурулиши мумкин болмиған мәһбусларниң бир қисмини қобул қилишни ойлишиватқанлиқи тоғрисидики баянатлирини қизғинлиқ билән қарши алидиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз өмәр қатат
2008.12.24

Бу һәқтә сәйшәнбә күни америка уйғур бирләшмиси тәрипидин елан қилинған баянатта, америка уйғур бирләшмиси гуантанамо һәрбий түрмисини тақаш тоғрисидики қарари үчүн, америка президент вәзиписигә сайланған барак обамаға миннәтдарлиқ билдүриду шуниңдәк гуантанамода тутуп турулуватқан мәһбусларниң бир қисимини қобул қилишни ойлишиватқан яврупа дөләтлиригә болупму германийә вә португалийә һөкүмәтлиригә рәһмәт ейтиду, дейилгән.

Хитай түрмилиридә уйғур сиясий мәһбусларниң давамлиқ тән җазаси вә түрлүк қейин - қистақларға учраватқанлиқи әскәртилгән баянатта, хитай һөкүмитиниң гуантанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбуслар хитайға қайтурулса, уларға адаләтлик муамилә қилинидиғанлиқи һәққидики вәдилиригә һечқачан ишәнгили болмайдиғанлиқи тәкитләнгән.

Америка уйғур бирләшмиси баянатида шуниңдәк 20‏ - январ күни президент вәзиписини рәсмий тапшуруп алидиған барак обама һөкүмитидин гуантанамода тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур мәһбусни америкиға яки яврупа дөләтлириниң биригә орунлаштурушни өзиниң әң алдинқи вәзипилириниң бири қилип бекитишини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.