Уйғур нефитликидин хитайға йөткәлгән тәбиий газ 15 милярд кубметирдин ешип кәткән

2008 - Йили бир йил җәрянида, ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба линийиси арқилиқ тарим нефитликидин хитай шәһәрлиригә йөткәлгән тәбиий газ 15 милярд кубметирдин ешип кәткән болуп, шинхуа ахбарат агентлиқиниң 23 ‏ - декабир үрүмчидин бәргән хәвиригә қариғанда, мәзкур туруба линийиси 4 йиллиқ тошуш тарихида тунҗи қетим юқири сәвийә вә рекорт яратқан.
Мухбиримиз җүмә
2008.12.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хәвәрдә көрситилишичә, тарим нефитликидин күнигә 42 милйон кубметир тәбиий газ тошулидиған болуп, әмма бу сан қиш киргәндин буян 47 милйон кубметирға көпәйтилгән.

Мөлчәрлинишичә, бу йил йил ахириғичә тарим нефитликидин тошулидиған тәбиий газниң омуми миқдари 15 милярд 800 милйон куб метирға йәткүзүлүп, өткән йилдикидин 2 милярд 100 милйон кубметир көпәйтилгән.

Хитай буйичә әң чоң тәбиий газлиқ тарим нефитликигә җайлашқан.

Хәвәрдә мунасивәтлик органлар елан қилған санлиқ мәлуматлардин нәқил елип көрситишичә, нөвәттә тарим нефитликидә алдин мөлчәрләнгән тәбиий газ миқдари 700 милярд 200 милйон кубметир болуп, бу хитайниң шәрқи районлирини 30 йил муқим газ билән тәминләшкә йетидикән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.