Уйғур районидики тор абонтлириниң сани 2 милйонға йәтти
2012.09.06
Җуңго хәвәрләр торидин мәлум болушичә, уйғур ели һазир интернет кабилиниң қаплиниш даириси җәһәттә пүтүн хитай бойичә 9-орунда, ғәрбий шимал райони бойичә 1-орунда туридикән. Әмма буниң әксичә уйғур елиниң хитайдики интернет абонтлири вә уларниң тордики язмилириниң әң қаттиқ тәқибкә елиниватқан бир район икәнлики хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин хатиригә елинған. Көзәткүчиләр, пикир әркинлики вә учур-алақисиниң бималаллиқиға қоюлидиған чәклимә ахирлашмай туруп, интернетниң өз әһмийитини тапалмайдиғанлиқини билдүрмәктә.
2009-Йили үрүмчи вәқәсидин кейин қолға елинған даңлиқ тор бәт башқурғучилири вә бир қисим тор язғучилири һелиһәм түрмиләрдә ятмақта. Уйғур район даирилири бир яқтин интернет үстидики бесимни ашурса, йәнә бир яқтин уйғур елиниң барлиқ шәһәр-базар-йезилириниң интернет билән қаплиниш даирисини ашурушни 12-5 йиллиқ хизмәт пиланидики муһим түрләрниң бири қилип бекитип, мәзкур қурулушқа 200 милйон йүән мәбләғ салған.
Хитай һөкүмити интернетқа қаратқан чәклимисини ашурғандин сирт йәнә, йеқинда интернет қолланғучилирини һәқиқий исми билән тизимға алдурушқа, тизимға алдурғанда кимлик номурини ишлитишкә мәҗбурлайдиған бир йеңи түзүмни иҗра қилишни башлиған иди. Бу түзүм хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң қаттиқ тәнқидигә учримақта.