Хитайниң уйғур районида 6347 нәпәр дөләт хизмәтчиси қобул қилиш елани райондики миллий тәңсизликини опочуқ ашкарилиди
2012.08.27
Уйғурбиз ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, мәзкур уқтурушта, аптоном район бойичә назарәт дәриҗилик орунларға қобул қилинидиған, хитай хизмәтчиниң сани 50, уйғур хизмәтчиниң сани 7 дәп бекитилгән; област вә вилайәт дәриҗилик орунларға болса, қобул қилинидиған хитай хизмәтчиниң сани 120, уйғур хизмәтчиниң сани 13, қазақ хизмәтчиниң сани 1, башқа аз санлиқ милләтләрниң сани 10 дәп бекитилгән.
Уқтурушта, немә үчүн хитай хизмәтчиләргә берилидиған санниң бунчә көп, уйғурларға бунчә азлиқи һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш берилмигән. Уйғур биз ториниң баян қилишичә, нөвәттә уйғур райониниң нопус нисбитидә уйғурлар 46%ni, хитай 39%ni игиләйду; нопустики бу нисбәтниң дөләт хизмәтчилирини қобул қилишта нәзәргә елинмаслиқи, уйғурларниң хитай дөлитидики иҗтимаий вә сиясий орниниң ипадисидур.
Мәлум болушичә, хитайниң бу қетим дөләт хизмәтчиси қобул қилиштики бу хил кәмситиш сиясити нөвәттә уйғур торязарлири арисида кәң-көләмдә ғулғула пәйда қилди.