Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң йиғини давамлашмақта
2012.11.30
Йиғинниң 1-күни дуня уйғур қурултийи иҗраийә һәйити рәиси, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң һәйәт әзаси долқун әйса әпәнди уйғурларниң һазирқи вәзийити баян қилинған “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан сиясити” темисида доклат оқуған. Долқун әйса әпәнди түнүгүн радиомиз мухбириниң зияритини қобул қилғинида, доклатта дуня уйғур қурултийи намидин 14 маддилиқ тәләпни оттуриға қойғанлиқини билдүргән иди.
Б д т аз санлиқ милләтләр мунбириниң бәшинчи нөвәтлик йиғиниму 27-, 28-ноябир күнлири б д т ниң җәнвәдики мәркизидә ечилған болуп, бу йиғинға дуня уйғур қурултийиға вакалитән долқун әйса, илһам мәхмут, әсқәрҗан вә майкол филлипс қатарлиқ төт кишилик һәйәт қатнашқан. Йиғинда хитай вәкилиниң қаршилиқиға қаримай йиғин риясәтчиси вә әһлиниң қоллиши билән дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики программа ярдәмчиси майкол филлипс әпәнди дуня уйғур қурултийи намидин сөз қилип, уйғурлар мәсилисини аңлатқан иди.