Ваң личүән үрүмчидә ' 30 йиллиқ ислаһат нәтиҗилири көргәзмиси' ачқан

Хитайниң 'тәңритағ тор бети'дә ашкарилинишичә, ваң личүән уйғур аптоном районидики һәммә адәмни хитайда елип берилған оттуз йиллиқ ислаһатниң нәтиҗилирини өгинишкә чақирипла қалмай, бәлки үрүмчидә йәнә 'оттуз йиллиқ ислаһат нәтиҗилири көргәзмиси' ачқан.
Мухбиримиз вәли
2008.12.17

Бу көргәзмигә 'оттуз йил ичидә шинҗаңда йүз бәргән чәксиз зор өзгириш'ләрни көрситидиған фото рәсим, һөснихәт, китаб қатарлиқ 500 әсәр қоюлған. Бу көргәзминиң ечилиш мурасимиға ваң личүән өзи қатнашқан вә һәммә кишини бу көргәзмини көрүшкә чақирған.

Һазир хәлқарада мәшһур зиялийлар, мутәхәссисләр хитайда елип берилған оттуз йиллиқ ислаһат һәққидә мулаһизә оттуриға қоюватқан иди.

Һәтта хитайда чиқидиған 'малийә гезити'ниң 12 ‏ - декабир санидиму, хитай - явропа сода инистотиниң профессори шү шавнйәнниң хитайда елип берилған оттуз йиллиқ ислаһатниң мувәппәқийәт қазанмиғанлиқи, йеқиндин буян дуняда давамлишиватқан иқтисадий кризис чәтәл мәбләғлиригә тайинип хитайни тәрәққи қилдурушни ойлиған иқтисадий моделниң йолини тақивәткәнлики һәққидә йезилған обзори баян қилинған иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.