Җумһурийәт күни паалийити өткүзүлди

15 - Ноябир күни, америка уйғурлири җәмийити пайтәхт вашингтон йенидики шималий вирҗинийә иҗтимаий алий техникоми залида 1933 - йили вә 1944 - йили, 12 - ноябир күнлири қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзди.
Мухбиримиз үмидвар
2008.11.16

Вирҗинийә, нюйорк, мәрийланд вә башқа штатлардин кәлгән уйғур җамаити шуниңдәк америкилиқ меһманлар иштирак қилған мәзкур йиғинда дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим ечилиш нутқи сөзләп, көпчиликни җумһурийәт күни билән тәбриклиди.

Арқидин узун йиллардин буян америкида яшап паалийәт қиливатқан, сиясий паалийәтчи ғуламидин пахта әпәнди икки җумһурийәт һәққидики тәсиратлирини сөзлиди һәмдә 40 - йилларда қәшқәрдә оқуғучи вақтида ейтқан инқилабий нахшиларни көпчиликкә оқуп бәрди. 1944 - 1949 - Йилидики или, алтай вә тарбағатай, қәшқәр, ақсу қатарлиқ җайларда партлиған миллий азадлиқ инқилабқа иштирак қилған, әхмәтҗан қасими қатарлиқ миллий рәһбәрләрни өз көзи билән көргән әдһәмҗан әпәнди әйни вақиттики инқилаб кәчүрмишлири һәққидә тохталди. Паалийәт җәрянида йәнә сәнәт номурлири көрситилди .

Бу қетимқи җумһурийәт күни паалийити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пән - маарип оргининиң 2008 - йилини мәһмут қәшқәри йили қилип бекитиши йүзисидин 11 - әсирдә өткән уйғур алими мәһмут қәшқәри вә униң "түркий тиллар дивани" һәққидиму илмий муһакимә өткүзүш билән бирләштүрүлүп, бир қисим уйғур мутәхәссислири икки җумһурийәтниң тарихи, мәһмут қәшқәриниң қәбрисиниң тепилиши һәмдә "түркий тиллар дивани"ниң илмий қиммити қатарлиқ мәсилиләрдә өз муһакимилирини оқуп өтти.

Йиғин ахирида уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим нутуқ сөзләп, миллий азадлиқ йолида қурбан болғанларниң роһини урғутуп, иттипақлишип күрәш қилишқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.