Хамас исраилийигә ракета атти

Пәләстиндики қораллиқ тәшкилатлардин хамас алдинқи күни баянат елан қилип, исраилийә баш министири нейтанияху билән пәләстин президенти маһмут аббас арисида қайтидин башланған тинчлиқ сөһбитигә қарши мәйданини билдүргән иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.09.04

Бүгүн америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, хамас җүмә күни чүштин кейин исраилийигә қаритип ракета атқан. Һуҗумда һечқандақ өлүш вә ярилиниш вәқәси йүз бәрмигән.

Өткән һәптә вашингтонда өткүзүлгән тинчлиқ сөһбитидә, һәр икки тәрәп тинчлиқниң ахирқи ғайиси икәнликини билдүргән вә буниң үчүн тинч музакирилириниң йәнә давамлишидиғанлиқини билдүргән.

Нейтанияху сөзидә пәләстинниң иқтисадий тәрәққиятиға һәссә қошидиғанлиқини билдүргән, әмма оттурида җиддий мәсилә болуп туруватқан иорданийә дәряси қирғиқидики йәһудий аһалиләр райониниң қурулушини давамлаштуридиған яки давамлаштурмайдиғанлиқи һәққидә ениқ ипадә билдүрмигән иди.

Хамас сөһбәт давамлишиватқан күнләрдә йүз бәргән икки қетимлиқ һуҗумниң җавабкарлиқиниму үстигә алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.