Шаяр түрмисидики хитай адвокатни йоқлашқа рухсити берилди
Мухбиримиз җүмә
2013.01.23
2013.01.23
Ню-йорк шәһиригә җайлашқан “хитайдики кишилик һоқуқ” тәшкилатиниң билдүрүшичә, ақсу вилайитиниң шаяр түрмисигә қамақлиқ хитай кишилик һоқуқ адвокати гав җишеңниң иниси вә қейнатиси 12-январ уни йоқлиған. Гав җишеңниң аяли геңхуниң ейтишичә, униң әқли-һоши җайида икән.
Бу, гав җишең тавабиатлириниң у түрмигә қамалғандин буян иккинчи қетим йоқлаш рухсити елиши. Гавниң аилиси уни 2011-йили декабирда бир қетим йоқлап кәлгән иди.
Гав җишең 2006-йили “дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш җинайити” билән әйиблинип җазаға тартилған, кейин қоюп берилгән болсиму, 2009-йили из-дерәксиз ғайиб болған. 2011-Йили униң шаяр түрмисигә қамалғанлиқи ашкариланған иди.