Хитай америкиниң кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ инкаси билдүрди
Америка дөләт ишлири министирлиқи 2010-йилидики хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиниң бир қисим саһәләрдә начарлашқанлиқини көрсәткән болуп, буниңда өктичи затларниң қолға елинип җазалиниши, интернет ,мәтбуат вә диний етиқад әркинликигә болған контроллуқниң күчәйтилиши, шуниңдәк тибәт вә уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң техиму начарлашқанлиқи қатарлиқ темиларға көп орун берилгән иди.
Доклатта йәнә 2009-йилидики 5-июл вәқәси мунасивити билән көп санда уйғурларниң тутқун қилинғанлиқи вә из-дерәксиз йоқалғанлиқи баян қилинған иди.
Америка дөләт ишлири министирлиқиниң доклати елан қилинғандин кейин, 9-апрел күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хоңлей наразилиқ инкас қайтуруп, америкиниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики тәнқидлирини рәт қилди. 10-Апрел күни хитай дөләт ишлири кабинети йәнә “америкиниң 2010-йилидики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә доклат” елан қилип, америкидики кишилик һоқуқ вәзийитини тәнқид қилди.
Хитай доклатида америкидики җәмийәт аманлиқи вә интернетқа болған контроллуқ қатарлиқ тәрәпләрни көрсәткән һәмдә америкини әйиблигән.
Хитай дөләт ишлири кабинети һәр йили америка дөләт ишлири министирлиқи хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат елан қилиш билән тәң америкиниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат елан қилишни давамлаштурмақта.