Хитай, америка - хитай арисидики һәрбий алақә вә алмаштурушни тохтатқанлиқини җакарлиди
Мухбиримиз җүмә
2010.01.30
2010.01.30
Мәлум болушичә, бу хил тохтитиш хитай һәрбий қоманданлиқ штабиниң штаб башлиқи чен биңдениң америкиға қарита елип баридиған һәрбий зиярити вә америка дөләт мудапиә министири роберт гейтсниң хитайда елип бармақчи болған зиярәтлиригә тәсир көрситиши мумкин икән.
Шинхуа агентлиқида нәқил қилинишичә, хитай дөләт мудапиә министирлиқи америка оттуриға қойған тәйвәнгә қорал сетип бериш пиланиниң америка - хитай һәрбий мунасивәтлиригә еғир дәхли йәткүзгәнлики, нәтиҗидә америка - хитай һәрбий алмаштурушни тохтишиш қарари чиқирилғанлиқини көрсәткән.
Хитай даирилири 2008 - йили сабиқ президент буш дәвридиму шундақ қарарни алған иди.
Америка дөләт мудапиә министирлиқи җүмә күни өз торбетигә тәйвәнгә илғар һәрбий тикучар, вәтәнпәрвәр типлиқ башқурулидиған бомба вә бир қисим һәрбий алақә техникилирини тәйвәнгә сатидиғанлиқини елан қилған.