Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи муқимлиқ үчүн 500 нәпәр баянатчи тәрбийилиди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.08.04
2009.08.04
Хәвәрдә хитай җамаәт хәвпсизлик министири мең җйәнҗуниң курссантларға қилған сөзини нәқил елишичә, нөвәттики учур һәм ахбарат дәвридә, түрлүк хирсқа учраватқан муқимлиқни ишқа ашурушта, хитай җамаәт хәвпсизлик тармақлири, җәмийәт вә амма билән болған алақини күчәйтип, юқири сәвийә, илғар сиясий сапа һәм иситратегийилик җәмийәт башқуруш сапасиға игә,интизамчан, ахбарат игиләш һәм тарқитиш хадимлириға муһтаҗ болмақта икән.
Мең җйәнҗу йеңи тәрбийиләнгән бу баянатчилардин өз орунлириға қайтип барғандин кейин, җайларда йүз бәргән партлаш характерлик вәқәләрдә вәзийәтни контрол қилиш, партийә - һөкүмәтниң сияситигә маслишип, һәр қандақ мәсилидә сиясий сәргүрлүк билән иш көрүп, учур ахбарат саһәсидики муқимлиқни қоғдашни өзиниң биринчи вәзиписи дәп хизмәт қилишни тәләп қилған.
Хитай даирилири нөвәттә коммунистик партийиниң җумһурийәт қурған 60 йиллиқини тәбрикләш җәрянида һәр қандақ қалаймиқанчилиқниң алдини елиш үчүн һәр тәрәплимә қаттиқ тәйярлиқ көрмәктә шундақла уйғур һәм тибәт районлиридики контроллуқини барғанчә күчәйтмәктә.
Хитай җамаәт хәвпсизлики министири мең җйәнҗу буниң алдида уйғур елидики хитай қораллиқ сақчи һәм һәрбий қисимлирини мәхсус зиярәт қилип, 5 - июл вәқәси җинайәтчилирини из қоғлап тутуш салмиқини ашурушни тәләп қилған иди.