Лос анҗилистики хитай консулханиси алдида елип берилған намайишта оқ чиқирилған
Мухбиримиз җүмә
2011.12.17
2011.12.17
Җүмә күни лос анҗилис сақчи даирилириниң билдүрүшичә, оқ чиқарғучи бу йил 67 яшқа киргән әсли шаңхәйлик җаң бавляң исимлик киши болуп, у пәйшәнбә күни вәқәдин бир нәччә саәт өткәндә өзини мәлум қилған.
Мәлум болушичә, пәйшәнбә күни хитай әлчиханисиниң алдида хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилклиригә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлгән, бу арида җаң бавляң әлчихана қаравули билән гәп талишип қалған.
Җаң машиниси һәйдәп келип қаравулға қаритип оқ чиқарған, оқ қаравулға тәгмәй хитай әлчиханисиға тәккән. Сақчиларниң билдүрүшичә җаң җәмий 9 пай оқ атқан.
Җаң америкиға көчүп кәлгәндин кейин америка пуқралиқиға откән икән.
У нөвәттә сақчида “қатиллиққа урунуш җинайити” билән әйиблинип тутуп турулмақта.