Хитай олимпик йиғинида мәсилә туғдуридиған америка тәнтәрбийичилириниң тизимликини турғузған
Мухбиримиз әркин
2008.10.31
2008.10.31
Америка олимпик комитетиниң баянатчиси даррей сейбил пәйшәнбә күни "бүгүнки америка " гезитигә хитай даирилириниң бу тизимликни америка олимпик комитети 8 - июл күни хитайниң вашингтондики әлчиханисиниң мәдәнийәт ишлар консули шу шяв билән сөһбәт елип барғанда америка тәрәпкә тапшурғанлиқини билдүргән.
Тизимликтики тәнтәрбийичиләр җәнний фенч, җесика мендоза, наташа ватлей, аманда фред, калтәк топ ярдәмчи тренири карен җонс, потболчи абей вамбак, вилсипит маһири җонатан пәйҗ, мейиплар васкитболи маһири җейн ховет, мейиплар ғалтәк һарва маһири чәри болувет вә голп топ маһири лавра гудвен қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Лекин хитайниң тәлийигә яриша тизимликтики вамбак, пәйҗ, гудвенға охшаш бәзи тәнтәрбийичиләр олимпик йиғиниға қатнашмиған.
Баянатчи даррел сейбелниң әскәртишичә, хитай әлчиханисиниң консули шу шяв америка олимпик комитетиға юқириқи тәнтәрбийичиләрниң судандики дарфур хәлқини қоғдайдиған бир хәлқара орган билән алақиси барлиқи, уларниң олимпик йиғинида хитайға қарши күч көрситиш яки намайиш қилишидин әнсирәйдиғанлиқини йәткүзгән.
Америка ташқи ишлар министирлики пәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида америкиниң хитай билән бу мәсилә үстидә музакирә елип барғанлиқи, лекин пикир әркинликигә һөрмәт қилишниң муһимлиқи әскәртилип, хитайниң бу кишиләрни америка олимпик өмикигә киргүзмәслик тәлипи рәт қилинғанлиқини тәкитлигән.
Америка олимпик комитетиниң баянатчиси даррил сейбилниоң әскәртишичә, мәзкур комитет хитайниң әндишисини "пүтүнләй орунсиз" вә" асассиз" , дәп қариған һәм хитайниң тәлипини рәт қилған.